Home » Ашық сабақтар » Айтахунова Сахинур Уйгуровна. Мустәқил Қазақстанға – 26 жил!

Айтахунова Сахинур Уйгуровна. Мустәқил Қазақстанға – 26 жил!

Айтахунова Сахинур Уйгуровна,
Алматы облысы,Ұйғыр ауданы, Кетпен ауылы,
М Жалилов атындағы орта мектебі
бастауыш сынып мұғалімі

 

 Дәрисниң мәхсити: 1.Оқуғучиларни елини сөйүшкә, Вәтәнгә болған махтиниш дегән сезимини ашурушқа, елимизниң мустәқил- лигини паш етидиған  түрлүк тарихий вақиәләрни  үгинип олтирип,мустәқил елимизгә ғәмхор болуш, мәмликитимизниң техиму риважилиниши яшларниң қолида екәнлигини ухтуруш.
2. Патриотлуқ тәрбийә бериш, туғулған йәргә болған муһәббитини ашуру
3. Мәмликәт рәмизлирини һөрмәтләп, қәдирләшкә, мустәқил жумһурийитимизниң гүллинишигә өз  үлүшини қошуш керәклигини чүшәндүрүш
Дәристә пайдилинидиған усул: соал – жавап, чүшәндүрүш, баянлаш
Дәристә қоллинилидиған көрнәкликләр: интерактивлиқ тахта, Астана, рәмизләр сүрәтлири, мақал – тәмсилләр
Дәрисниң бериши
Муәллим:
Бизниң йеза тағ бағриға жайлашқан, һаваси таза, сүйи сүзүк, гөзәл йезиларниң бири. Йезимизда икки милләт яшаймиз. Уйғур, қазақ хәлиқлири бир – биримиз билән дост, чақчиғимиз ярашқан, уруқ туққан болуп кәткән. Кәтмән йезисини алимлар жути дәп атайду. Йезимиздин алимлар, академиклар чиққан… Мәктивимизниң нами устазимиз, шаиримиз Мәшүр бова Жалиловниң намида. Әлвәттә, һәр кимгә туғулуп өскән жути әзиз вә иссиқ…
Балилар Вәтән дегән немә?
Назугум: Вәтән дегән сөзни күндә аңлап жүримиз, кичик чеғимиздин билимиз. Биз өзимиз яшаватқан жутумизни Вәтән дәймиз. Бизниң ата – бовилиримизму мошу йәрдә туғулуп өскән, яшиған, һазирму яшаватиду. Вәтинимиз әзиз, у йәрдики һәммә нәрсә қәдирлик.
Вәтән тоғрилиқ шеирлар:
Юлтузай:
Отан – сенің ата – анаң,
Отан – досың, баурың.
Отан – өлкең, астанаң,
Отан – аудан, аулың.
Отан – тарих, Отан – тіл,
Жасаған елің, ер халқың.
Отан – өлең, отан – жыр,
Көтерген көкке ел даңқын
Қәлбинур:
Мән сени күйләшкә әзәлдин хуштар,
Әй, әзиз Вәтиним – туғулған жутум.
Дәрия, көллириңгә болғандим хумар,
Лавулдар жүрәктә сән яққан отуң.
 1. Биз қандақ әлдә яшаймиз?
Хор билән: Мустәқил

  1. Қазақстан Жумһурийити мустәқилликни қандақ қолға кәлтүрди? Оңайлиқ биләнму?

— Яқ

  1. Елимиздә 1986 – жили қандақ вақиә йүз бәрди?

Юлтузум

1986 жили 16 – декабрь күни йүз бәргән вақиә Қазақстанниң мустәқил дөләт болушиға сәвәп болди. Яшлар, студентлар Қазақстанниң өз алдиға мустәқил дөләт болушини тәләп қилип, чоң мәйданға жиғилди.Арида тоқунуш башланди. Көплигән яшлар яридар болди… айримлири түрмиләргә соланди, лекин уларниң тәливи ижазәт болди.

Муәллим:

Мустәқиллик қурбанлиридин кимләрни билисиләр?

Слайдтин көрситип мениш … Қайрат, Ләззәт, Ербол, Сәбира

Мустәқил қурбанлириға  1 минут сүкүт тутайли…

Батур:

Желтоқсанның желі, аязы, ызғары

Қанды мұзда талай қазақ сыздады.

Ұлт қамы үшін шыққан сол күн алаңға

Азап шекті қайсар қазақ қыздары.

 Зләйхам:

Талай қазақ қыздарын да тоңдыра,

Талай қазақ гүлдерін де солдыра,

Ел билеуге алып келді Колбинді

Қазақ ұлы Қонаевтың орнында.

Қәлбинур:

Егемендік – бұл елімнің елдігі,

Егемендік – барлық  ұлттың теңдігі.

Егемендік – елің, жерін қорғаған,

Ербол менен Қайраттардың ерлігі.

Рамиль:

Нашақор деп, ұлтшыл деп,

Қазаққа күйе жақан күн

Базары кетіп бар күнде,

Қайғыға халық батқан күн

Әділдік пен шындықты

Өтірік жала еткен күн

Надан жасаған сұмдықтан

Адамдар азап шеккен күн

Муәллим:

Декабрь вақиәсиниң қәһриманларниң өмүр баяни  билән тонуштуруш…

Қайрат Ноғайбайұлы Рыскулбеков 1966 жылы 13 наурызда Жамбыл облысы, Мойымқұм ауданы, «Бірлік» ауылында дүниеге келген. Желтоқсан көтерілісіне қатысқаны үшін Совицкийді өлтірдің деп жазықсыз жала жабылып, өлім жазасына кесіледі. Кейіннен бұл жаза 20 жылдық келісімге ауыстырылды.

Ербол Сыпатаев Мұқажанұлы 1964 жылы 10. 03.Алматы облысы Панфилов  ауданының  Еңбеші ауылында. Желтоқсан көтерілісінің құрбаны.

Ләззәт Асанова Алтынайқызы (27.07. 76) Алматы облысы Жаркент ауданы Айдарлы ауылында дүниеге келді.Желтоқсан көтерілісінің құрбаны.

Сәбира Есімбекқызы Мұқамбетжанова

«Ел атын ер шығарады» деген. Қыз бала болса да ерге лайық қайрат көрсетіп, он алты жасында қыршын кеткен  Сәбира  есімі ел жадында.

«Желтоқсан желі» орунлиниду…

1986 – 2016 бу цифрлар немини билдүриду?

Декабрь вақиәсигә 31 жил!

Жумһурийитимиз қачан мустәқиллик алди?

1991 – жили, 16 – декабрьда

Президентимиз ким?

Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев …

«Қазақстаним» Қәлбинур, Рамзат, Гүлгинәм, Артур

Русчә: Юлтузай, Расул
Муәллим
«Таңбасыз ел болмайды, найзасыз ер болмайды» дегәндәк мустәқил әл болуш үчүн Қазақстан Жумһурийитиниң миллий бәлгүлири болуш керәк. Қазақстан Жумһурийитиниң  мәмликәтлик рәмизлири 1992 – жили 4 – июнь күни қобул қилинди. Дөләт рәмизлирини ким атап бериду?
Гулбадәм
Қазақстан Жумһурийитиниң мәмликәтлик туғи.
Қазақстан Жумһурийитиниң мәмликәтлик герби.
Қазақстан Жумһурийитиниң мәмликәтлик гимни.
(үч оқуғучи рәмизләр тоғрилиқ чүшәнчә бериду)
Шахадәт
Дөләт Туғи көк рәңлик тик төртбулуңлуқ рәхт.Көк рәң ғәмсиз, тинич – течлиқ һаятни, йоруқ келәчәкни билдүриду. Туғниң оттурсида күн тәсвирләнгән.Күн һаят мәнбәси. У барлиқ йәр шарини өзиниң иссиғи билән исситиду. Бу болса Қазақстанниң течлиқ сөйәр,достлуқни қоллайдиған мәмликәт екәнлигини көрситиду. Күн астида бүркүт учиватқан. Бүркүт егизликкә интилған, келәчәккә интилған мәнасини билдүриду.
Дөләт Туғиниң автори рәссам Шакен Оңалсын оғли Ниязбеков.
Юлтузай
Қазақстан герби дүгләк шәкилдә болуп, оттурисида шаңырақ тәсвирләнгән. Шаңырақни уықлар тирәп туриду. Шаңырақ Қазақстанда яшаватқан һәммә хәлиқниң умумий өйи болуп, һәр бир адәмниң бәхитлик һаятини билдүриду. Шаңырақниң икки тәрипидә алтун қанатлиқ тулпарлар бар.Гербниң жуқурида бәш юлтуз тәсвирләнгән. Астида «Қазақстан» дәп йезилған.
Муқәдәс
Қазақстан Жумһурийитиниң мәмликәтлик Гимниниң муәллиплири:
Сөзини язғанлар: Н.Назарбаев, Ж. Нажмединов
Муз. язған: Шәмши Қалдаяқов

Рамиль

Хәритидин Қазақстанниң пайтәхти Астанани көрситип, шерисини ейтиду.

Муәллим: Қазақстанниң чегардаш мәмликәтлирини хәритидин көрситиш…

Мәсилән: Россия, Хитай, Қирғизстан, Өзбәкстан, Түркмәнстан

«Қазақстаним»  Дияра, Бахрам, Шерәли, Гулфира, Руф

 

Стикерлар арқилиқ  мақал – тәмсилләрни йезип, оқуп чаплайду…

Пайтәхтимиз Астанаға кәлдуқ. Астана күндин – күнгә гүллинип келиватқан чирайлиқ, гөзәл шәһәр. Президентимиз мошу шәһәрдә…

Қазақстанниң дәсләпки пайтәхти қайси шәһәр болған?

Рамиль: — Оринбур шәһири

Қазақстанниң иккинчи пайтәхти қайси шәһәр болған?

Нигара: — Қызылорда шәһири

Қазақстанниң үчинчи пайтәхти қайси шәһәр болған?

Расул: — Алмута шәһири

Қазақстанниң һазирқи пайтәхти қайси шәһәр?

Амир: -Астана

-Нәччинчи жиллири ? Мону сехирлиқ  санлар немә дәйду?

Юлтузум:

1919 -1925 – жили Қазақстанниң пайтәхти – Оринбур шәһири

1925 – 1929 – жили Қазақстанниң пайтәхти – Қызыл – орда

1929 – 1997 – жили Қазақстанниң пайтәхти – Алмута шәһири

1997 – жили Қазақстанниң пайтәхти  Ақмола  шәһири пайтәхтимиз болди.

1998 – жили Ақмола  атилиши Астана болуп өзгәрди.

Шеир «Астана» Шахадят

Мәмликәтлик тил қайси тил?

Қазақ тили

Тил тоғрилиқ шеирлар ейтиш …

Муәллим:

Елимиздә болған датилиқ күнләргә тохтилип кетимән…

Қазақстанниң йери кәң, байлиғи толуп ташқан мустәқил дөләт. Қазақстан Конституцияси асасида тәң һоқуққа егә («Мән Қазақстан граждани» шеир

Балилар, Қазақстан Жумһурийитидә 14 вилайәт, 90 ға йеқин шәһәр, 150 тин ошуқ наһийә бар.Республика хәлқиниң сани – 17 миллион. Қазақстанда 130 милләтләр вәкиллири туриду.Йәр көләми бойичә – Қазақстан аләмдә – 9 – орунда турид
Балилар бу жили Мустәқил Қазақстанға нәччә жил?
Мустәқил Қазақстанға – 26 жил
Шеир: Зләйхам, Гулбадәм, Назугум
Йәкүнләш: Хор. «Атамекен»  балилар байрақчилар билән хор ейтиду.
Хор: Яшисун, Қазақстан хәлиқлириниң бирлиги, достлуғи!
Диққәт қоюп, тиңшиғиниңларға көп рәхмәт!

 

Сіз не дейсіз оқырман?

Е-мэйлыңыз жарияланбайды.